Ана тілім – менің үшін дана тіл ашық сабағы

Sheber Education24 МаусымҚаралды:62Жүктелді:0

Материалда түркі тілдерінің таралуы, тілдік топтарға бөлінуі және ана тілінің ерекшеліктері туралы мәліметтер берілген. Ашық сабақ 8 сыныпта тіл тақырыбын түсіндіретін мұғалімдерге пайдалы.

Алдын ала көру

Сатып алмас бұрын бірнеше бетін көре аласыз. Толық нұсқасы жүктегенде — жазусыз, сызықсыз.

Материалдан үзінді

Тәрбийә саати

Ана тилим – мениң үчүн дана тил.

Мәхсити: Ана тилни сөйүшкә,қәдирләшкә дәвәт қилиш. Башқа тилларға болған һөрмитини ашуруш. Көрнәкликләр: қанатлиқ сөзләр, слайд,плакатлар, китаплар көргәзмиси

БЕРИШИ 1-оқуғучи: Әссалам, һөрмәтлик Устазлар вә оқуғучилар!

«Ана тилим – мениң үчүн дана тил» намлиқ әдәбий-

музыкилиқ кечимизниң қәдирлик меһмини болуңлар. 2-оқуғучи: Бүгүнки кечимиздә 8-синип оқуғучилири Түркий тиллар системисидики бир нәччә тиллар тоғрилиқ мулаһизилирини, 7-синип оқуғучилири инсанийәтниң есил кәшпияти болған тил тоғрисидики пикирлирини, ана тилимиз тоғрисида шеирлирини диққитиңларға һавалә қилиду. 1-оқуғучи: Шундақла кәч давамида һәр хил тилларда яңриған нахшилардин бәһриман болисиләр 2-оқуғучи. Мәрһәмәт! Кечилигимизни башлашқа рухсәт қилиңлар!

8-синип оқуғучилири

Һәммимизгә бәлгүлүк, түркий тиллар алтай тил аилисидики әң кәң территориягә таралған тиллар болуп һесаплиниду. Түркий тиллиқ хәлиқләрниң сани һазирқи күндә 150 миллиондин ашиду. Түркий тиллар тарихиға вә тил алаһидилигигә бола топларға бөлүнгән. Бүгүнки күндә бизниң дөләт тилимиз болуп бәлгүләнгән қазақ тили билән татар вә башқурт тиллири қипчақ топиға кирсә, ана тилимиз уйғур тили билән өзбәк тили қарлуқ-уйғур топиға киргүзүлгән. Әнди бизниң тиллиримизға йеқин болған түрк вә түркмән, әзәрбәйжан тиллири оғуз топиға киргән. Қазақ тили вә уни тәтқиқ қилған алимлар һәққидә Тіл деген – алып мұхит түбі терең, Піспегі толқын шашқан күбі ерен. Қадірін тілдің сұра сақаулардан, Көзіне жас алып бір күбірлеген. Тіл деген – жарық жұлдыз аспандағы, Арманның қиял жетпес баспалдағы. Қадірін тілдің сұра мылқаулардан, Көлінен ұшпай қалған қасқалдағы.

Тіл деген – адастырмас темірқазық, Өрісі магнитінің өмірге азық. Қадірін тілдің сұра кереңдерден, Сөйлеуді арман еткен көңіл жазып.

Өзбәк тили Келиб кетди неча дунёлар, Кулди ҳаёт, йиғлади ўлим. Сен деб қурбон бўлди боболар, Улар кетди, сен қолдинг, тилим. Беланчагинг узра Кошғарий Куйлаб ўтди қадим навони Ва навқирон япроқларингга Дил қонини берди Навоий. Она тилим, омон бўл мангу, Сен борсан-ки мен ҳам ўлмайман, Тилдан қолсам, сени Ойбекдай Мен кўзларим билан сўйлайман.

3. Татар тили – И туган тел, и матур тел, әткәм-әнкәмнең теле! Дөньяда күп нәрсә белдем син туган тел аркылы. Иң элек бу тел белән әнкәм бишектә көйләгән, Аннары төннәр буе әбкәм хикәят сөйләгән.

И туган тел! Һәрвакытта ярдәмең белән синең, Кечкенәдән аңлашылган шатлыгым, кайгым минем. И туган тел! Синдә булган иң элек кыйлган догам: Ярлыкагыл, дип, үзем һәм әткәм-әнкәмне, ходам!

Уйғур тили Ана тилим! Қәдирданим, амитим, Йүксәкләргә елип учар қанитим. Пәйғәмбәрдәк ана тилим турғанда Рази дәймән тәғдиримгә миң қетим. Ахир сәндә жирақ өтмүш көзи бар Келәчәкниң рошән, нурлуқ үзи бар. Әвлатларниң техи басар қәдими Әждатларниң өчмәйдиған изи бар. Сени мениң жүтәргиним - өлгиним, Вижданимни етип йәргә көмгиним. Налә қилған һәр қәдәмдә, һәр дәмдә Ата-бова қарғишиға чөмгиним. Уйғур тилим!

Сән бар – изим үштмәйду, Сән бар үчүн үмүтлирим өчмәйду. Сән бар үчүн мән ишәнгән тағлирим, Миң балалар кәлсиму һеч өчмәйду!

7-синип оқуғучилири Тил тоғрисида 1 оқуғучи. Тил – һәр хәлиқниң әвлаттин әвлатқа давамлишип келиватқан хасийәтлик қурали. Уни һәр вақитта әзизләп, булғимай кейинки әвлатқа йәткүзүш – бизниң пәрзимиз. «Тилидин айрилған милләт - йоқалған милләт» дегәндәк, тил йолидики күрәш - хасийәтлик. Тилни қурал қилған адәмниң жисмиму таза болиду. Тил – мунасивәт қилишниң муһим қурали. 2 оқуғучи. Тил – хәлиқниң, тәрбийәниң асаси. Қирғиз хәлқиниң атақлиқ язғучиси Ч.Айтматов “Тил – хәлиқниң автопортрети. Һәр тил өз орнида улуқ, һәр тил пүткүл адәмзат ғәзнисиниң ортақ палитрисида өз нәқиши билән қиммәтлик” дегән еди. 3 оқуғучи. Тил – адәмзатниң роһаний әйниги. Қайси милләтниң тили қанчә бай болса, униң роһаний дунияси шунчилик жуқури болиду. Ана тилимиздин айрилиш – миллитимиздин айрилиш дегән сөз. 4 оқуғучи. Бүгүнки таңда бизниң елимиздә дөләт тили – қазақ тили болуп бәлгүләнгән. Биз, башқа милләт вәкиллири қазақ тилини өз ана тилимиздәк билишимиз, өзләштүрүшимиз керәк. 5 оқуғучи. Өз ана тилини яхши билидиған адәм һәр қандақ башқа тилни өзләштүрүп кетәләйдиғанлиғини һәммимиз яхши билимиз. 6 оқуғучи. Яш әвлатни һәртәрәплимә йетилдүрүп, аңлиқ билим вә тәрбийә бериш билим бериш саһасидики асасий вәзип

өзгиләргә охшаш алди билән ана тилимизда оқутуп, шуниңдин кейин башқа тилда оқутушимиз керәк”- дегән екән. 9 оқуғучи. Өз хәлқини, ана тилини, өзини һөрмәт қилған, қәдирлигән һәр бир инсан, мәйли у чоң хадим болсун, мәйли у аддий ишчи болсун, мәйли у муәллим, мәйли у оқуғучи болсун, мәйли у ата-ана, яш гөдәк болсун, ана тилниң қәдир- қиммитини көтирип, шәнигә дағ кәлтүрмәскә тиришиш керәк. 10 оқушы. Қайси милләт болушидин қәтъий нәзәр, ана тилиниң йоқулишиға сүкүттә туридекән, у милләт өзлириниң миллий кимлигиниму йоқтиду. Тил өз миллитини сөйүш, кимлик вә өзиниң бар болғанлиғини испатлайдиған, һар- номус шәрәп етибарини қоғдайдиған бир қурал

1. Дунияға ечилғанда мениң көзүм,

Ейтилған сениң билән тунҗи сөзүм. Әй мениң ана тилим – уйғур тилим Сән билән йоруқ болуп кәлди йүзүм.

2. Сән билән қилдим баян пикримни мән,

Сиңдүрүп пикримгә дил меһримни мән. Қанатқа егә қилдим сунмайдиған, Сән билән тәпәккурум – зеһнимни мән.

3. Сәндидур әждадларниң жүрәк сөзи.

Сәндидур бәхтимизниң бир юлтузи. Бәхтимни тиләр еди кичигимдә, Сән билән әлләй ейтип анам өзи.

4. Сәнсиз мән ейталмаймән нахшиларни.

Сәнсиз хуш қилалмаймән яхшиларни. Хәлқимгә чүшәндүрүп адаләтни, Сәнсиз паш етәлмәймән вәһшиләрни.

5. Сәнсиз мән уйғур болуп жүрәлмәймән.

Җәннәткә уйғур болуп кирәлмәймән. Сән маңа ата-анам аманити. Йоқатсам сени җавап берәлмәймән.

6. Худа яратти шундақ бизләрни һәр-хил,

Һәр-шәкилу, һәр-дилу, һәр-тил. Адәмниң пәрқидур әқидә-әқил, Милләтниң пәрқидур худа бәргән тил.

Жазылымдар

Өзіңізге ыңғайлы жазылымды таңдаңыз

1 күн

BASIC

790₸
/күн

5 ЖИ / күн

Жасанды интеллект арқылы презентация, тест құрастыру мүмкіндігі

17 Құралдар / күн

Рефлексия, кері байланыс, таймер, топқа бөлу т.б инстурменттерге доступ

5 Материал / күн

Сайттағы 106мың материалға доступ.Кез-келген файлды жүктеп алу.

15 Ойындар / күн

Жазылым бойынша ойын жасау лимиті.

Тиімді

1 ай

BASIC

9 990₸
/ай

50 ЖИ / ай

Жасанды интеллект арқылы презентация, тест құрастыру мүмкіндігі

22 Құралдар / ай

Рефлексия, кері байланыс, таймер, топқа бөлу т.б инстурменттерге доступ

100 Материал / ай

Сайттағы 106мың материалға доступ.Кез-келген файлды жүктеп алу.

100 Ойындар / ай

Жазылым бойынша ойын жасау лимиті.

Реклама - жарнама

Сабаққа арналған ойындар

Сабағыңызға арналған интерактивті ойындарды жасанды интеллект арқылы құрастырыңыз! Тақырыпты жазсаңыз ойын бірден дайын болады