Батыр пионерлер тәрбие сағаты, 4 сынып

Sheber Education24 МаусымҚаралды:83Жүктелді:0

Материалда Ұлы Отан соғысында ерлік көрсеткен батыр пионерлер туралы мәліметтер, өлеңдер мен мәтіндер қамтылған. Үлгі 4 сынып жетекшілеріне патриоттық тәрбие беріп, топтық жұмыс ұйымдастыруға көмектеседі.

Алдын ала көру

Сатып алмас бұрын бірнеше бетін көре аласыз. Толық нұсқасы жүктегенде — жазусыз, сызықсыз.

Материалдан үзінді

Дәрис мавзуси: Батур пионерлар

Дәрис мәхсити: а) Улуқ Вәтән урушида җасурлуқ көрсәткән батур пионерлар

тоғрисида мәлумат бериш. Шеирларни, мәтинләрни ипадилик

оқутуш арқилиқ сөз байлиғини ашуруш.

ә) Оқуғучиларни топ билән ишләшкә үгитиш. Вәтәнни сөйүшкә,

қоғдашқа батурлуққа, тәрбийиләш. Патриотлуқ тәрбийә бериш.

Қоллинидиған көрнәкликләр: слайд, сүрәтләр.

Дәрисниң бериши:

Оқуғучи:Һөрмәтлик устазлар, ата – анилар, оқуғучилар «Батур пионерлар»

намлиқ тәрбийә саатимизға хуш кәпсиләр!

Оқуғучи : Уруш дегән – жут, апәт,

Уруш дегән – палакәт.

Уруш дегән – қан төкүш,

Уруш – өлүм, талапәт!

Оқуғучи: Шуңа уруш болмисун,

Көзгә қан яш толмисун

Гүлшәндики чечәкләр,

Ечилмастин солмисун – дәп тәрбийә саатимизни башлаймиз.

Оқуғучи: Тәрбийә саатимизниң түри еғизчә журнал. Журналниң нами «Батур

пионерлар». Журнал бир нәччә бәттин туриду. Журналниң 1-бетини

ечип көрәйли « Дәһшәтлик уруш»

Оқуғучи:1941- жили. 22-июнь. Таң сәһәр. Һәммә татлиқ уйқида. Пәқәт немис

басқунчилири өзлириниң қара нийәтлирини әмәлгә ашуруш

мәхситидә чегарини бузуп, адәмләрниң течлиқ һаятини бузиду.

Слайд. Оқуғучи: Бу тарихта әң дәһшәтлик, әң узунға созулған адаләтсиз уруш

болуп қалди.

Оқуғучи:Бу урушқа барлиқ милләт вәкиллири қатнишиду. Чоң кичикниң

һәммиси ач- ялиңач демәй Ғалибийәткә өз һәссисини қошиду.

Оқуғучи:: Уруштин көплигән жутдашлиримиз өйигә қайтмиди. Улар хәлқи,

Вәтини, балилири үчүн җенини пида қилди.( уруштин янмиған

атиларни әскә елиш үчүн бир минут сүкүнат елан қилимән)

Оқуғучи: Мана шу урушниң пүткинигә, Ғалибийәткә 70 жил толди. Шунчә жил

өтсиму һеч ким вә һеч нәрсә унтулмайду.

Оқуғучи: Календарьда мәйрәм күни йоқ еди,

Лекин жутта шу күни иш тохтиди.

Балиларни тәбриклиди қерилар,

Қериларни яш балилар йоқлиди.

Амма течлиқ әшу күндин башланди.

Оқуғучи: Соғыс жалмап аға –іні бауырды.

Зар жылатты тыныш жатқан ауылды.

Жалғызынан айырыпты ананы,

Әкесінен айырыпты баланы.

Оқуғучи:Ишләп жүрдуқ, қахшап жүрдуқ, бирақта,

Тохтатмидуқ алға басқан қәдәмни.

Еғир күнләр қалди ахир жирақта,

Қалаймиқан қилған пүткүл аләмни.

Уруш апәт шундақ башлинип, Әйнә шундақ қорғап қалдуқ заманни.

Оқуғучи: Журналниң 2-бетини ачайли «Батур пионерлар»

Бу қанлиқ җәңдә чоңлар билән яш пионерларму партизанлар отрядидә

астиртин иш жүргүзүп Вәтәнни қоғдашқа җенини қурван қилди.

Шу батур пионерлар тоғрисида ейтип берәйли.

Оқуғучи:Лёня Голиков 1927-жили 17 –июньда Лукино дегән йезида туғулди.

13-яшлиқ Лёня Голиков Новгородниң йенидики өз йезисинифашистлар

бесивалғандин кейин, партизанларға қошулди. У чаққан , қорқумсиз,

зерәк бала еди.

Оқуғучи:1942-жили 13-августта Лёня Голиков «Луга-Псков» йолида икки

фашист келиватқан машинини граната билән партлиди.Уларниң бири

өлди, иккинчиси қачти.Лёня Голиков уни қоғлап, ахири йетишип, етип

өлтәрди. Яш партизан қолға чүшәргән генералниң қолидики

портфельдики һөҗәтләр дәрру Москваға әвәтилди.

Бу һөҗәтләр әң әһмийәтлик болуп чиқти.

Оқуғучи: Лёня Голиков 78 немисни, 2 төмүр йолни, 12 көрүкни, 10 оқ –дора

бесилған машинини йоқ қилди. Лёня Голиковниң бу қәһриманлиғи үчүн

униңға Кеңәш Иттипақиниң Қәһримани дегән унван берилди. У 1943-

жили 24-январьда қаттиқ җәңдә вапат болди.Лёня Голиков тоғрилиқ

хатирә мәңгү яшайду.

Жазылымдар

Өзіңізге ыңғайлы жазылымды таңдаңыз

1 күн

BASIC

790₸
/күн

5 ЖИ / күн

Жасанды интеллект арқылы презентация, тест құрастыру мүмкіндігі

17 Құралдар / күн

Рефлексия, кері байланыс, таймер, топқа бөлу т.б инстурменттерге доступ

5 Материал / күн

Сайттағы 106мың материалға доступ.Кез-келген файлды жүктеп алу.

15 Ойындар / күн

Жазылым бойынша ойын жасау лимиті.

Тиімді

1 ай

BASIC

9 990₸
/ай

50 ЖИ / ай

Жасанды интеллект арқылы презентация, тест құрастыру мүмкіндігі

22 Құралдар / ай

Рефлексия, кері байланыс, таймер, топқа бөлу т.б инстурменттерге доступ

100 Материал / ай

Сайттағы 106мың материалға доступ.Кез-келген файлды жүктеп алу.

100 Ойындар / ай

Жазылым бойынша ойын жасау лимиті.

Реклама - жарнама

Сабаққа арналған ойындар

Сабағыңызға арналған интерактивті ойындарды жасанды интеллект арқылы құрастырыңыз! Тақырыпты жазсаңыз ойын бірден дайын болады