Хош бол, әзиз әллиппе тәрбие сағаты 1 сыныпқа

Sheber Education24 МаусымҚаралды:115Жүктелді:0

Материалда алғашқы әліппе кітабына алғыс білдіруге арналған тәрбие сағаты берілген. Дайын жоспар әліппемен қоштасу шарасын ұйымдастыратын бастауыш сынып мұғалімдері мен 1 сынып оқушыларына пайдалы.

Алдын ала көру

Сатып алмас бұрын бірнеше бетін көре аласыз. Толық нұсқасы жүктегенде — жазусыз, сызықсыз.

Материалдан үзінді

Мавзуси: Хош бол, әзиз Елипбә.

Мәхсити: а). Балиларниң билимини синақтин өткүзүш, йәкүнләш;

ә). Дәсләпки китави «Елипбәгә» миннәтдарлиқ билдүрүш;

Ана тилиниң улуқлиғини сезишкә дәвәт қилиш;

б). Уюшчанлиққа, бирликкә, достлуққа тәрбийиләш.

Әтигәнликниң бериши:

1-р. – Әссаламу әләйкүм, әзиз меһманлар!

2-р. - Әссаламу әләйкүм, қәдирдан балилар!

1-р. - Бүгүнки «Хош бол, әзиз Елипбә» намлиқ әтигәнлигигә

Хор билән: - Хуш кәпсиләр!

2-р. - Һөрмәтлик меһманлар! Кичиккинә яш ғунчилиримизни , бүгүнки мәйрәмниң гувачиси ретидә оттуриға тәклип қилайли.

(Музыка челиниду, балилар устази билән кириду)

Муәллим: -Әссалам, һөрмәтлик ата-анилар, меһманлар! Һаятта барлиқ нәрсә дәсләпкидин башлинар – нан – дандин, күн - нурдин, өй – кесәктин, билим болса – инсанийәтниң дәсләпки китави – Елипбәдин. Бүгүн биз дост билән тәң – қәдирлик китавимизға иссиқ сөзүмизни ейтиш үчүн жиғилдуқ. Балилар мәктәпкә кәлгәндә оқушни, йезишни билмәтти. Бир-бирини тонуматти. Әндичу? Оқушни , йезишни, һесап чиқиришни үгәнди. Әнди улар Қазақстанниң саватлиқ гражданлири. Саватимизни ачқан бизниң сөйүмлүк достумиз – Елипбә.

Қиммәтлик балилар! Силәрни биринчи утуғиңлар билән чин жүрәктин тәбрикләймән. Силәр һәқиқий тиришчан , әқиллиқ балилар. Оқумақ - демәк әмгәк қилмақ. Силәр мениң ишәнчәмни ақлидиңлар. Рәхмәт силәргә!

1-р. - Көзни жумуп ачқичә 5 ай өтүп кәтти . Һөрмәтлик устазлар! Меһриван ата – анилар! Билимчан балилар! Бүгүн бизниң хошаллиғимизниң чеки йоқ . Чүнки 1-«Ж» синип оқуғучилири тунжа қетим саватини ачқан китави Елипбәни түгитип олтуриду.

2-р. – Раст ейтисиз, Сабина. Әнди улар жирақтики достлириға хәт язалайду. Шундақла уддул кәлгән сөзләрни, жүмлиләрни , қисқа йезилған мәтинләрни, шеирларни оқалайду.

1-р. – Елипбә билән хошлишиш пәқәт бизниң мәктивимиздила әмәс, пүткүл елимизниң барлиқ мәктәплиридә нишанланмақта.

Хор билән: - Мәйримиңлар мубарәк болсун!

Әнди сөзни яш ғунчилиримизға берәйли.

Нахша: «Әссаламу әләйкүм».

Хуш кәпсиләр ақ нийәтлик анилар,

Йүзиңлардин меһир – шәпқәт тамғанлар.

Алдиңларда туридиғу мөлдүрләп,

Қара көзлүк оғул һәм қизиңлар.

Армысыздар, мұғалімдер, асыл жандар,

Білім іздеп инемен құдық қазғандар.

Құшақ жая қарсы аламыз сіздерді,

Би биленіп, ән де бүгін шырқалар.

Биз қисқа вақит ичидә оқушни , йезишни, һесап чиқиришни сүрәт селишни, нахша ейтишни, уссул ойнашни, спорт билән шуғуллинишни, әмгәк етишни үгәнгән болсақ...

Вәтинимизни, ата-анимизни, достлиримизни, мәктивимизни, тәбиәтни сөйүшкә тәрбийәләндуқ.

Яхши китап Елипбә

Үгитиду һәрипкә.

Қочиғим билән хошлаштим,

Елипбәм билән достлаштим.

Қайтилаймиз һәр қачан,

Китап билим булуғи.

«Елипбә»му биз ачқан,

Китапларниң улуғи.

Чүнки һәрип тонумай,

Саватлиқ хәт язмайсән.

Елипбәни оқумай,

Билим канин қазмайсән.

2-р. - Балилар, мошундақ тәң һоқуқлуқта, достлуқта, инақлиқта яшап, билим еливатқан елимиз қандақ атилиду?

Қазақстан.

Вәтән дегән немә у?

Вәтән дегән бағ-варан,

Өз қойнида күлдүргән.

Меһриван ата-анаң,

Сени чоң қилип өстүргән.

Вәтән дегән әслидә,

Мениң өйүм мәктивим.

Шу мәктәптә, дәристә,

Мән хәт язған дәптирим.

Вәтән дегән балилиқ

Ойнап өскән қора жай.

Дәрәқзарлиқ мәлиләр

Қойни кәң һәммигә бай.

Вәтән дегән улуқтур

Саңа пана һәр қачан.

Мәңгү сақлап намиңни

Сени пәқәт шу заман.

Вәтән тарих, Вәтән – тил

Әзиз елим диярим.

Вәтән-нахшам, шеирим,

Вәтиним шан-шәрипим.

Нахша: Отан.

1-р. – Балилиримизниң мошундақ билимлик, саватлиқ, әдәплик, тәртиплик болуп йетилишигә ата-анилиримизниң әмгиги зор.

2-р. Ата-ана хошал болуп шатлиниду,

Оқушни үгәнди дәп – балисини махтишиду.

Өзи йезип, оқуйдиған һаләткә йәтти,

Мубарәк болсун, балиңизниң мәйрими!

Ана-ана анижан,

Меһир берип балижан.

Сиздин улуқ жан йоқтур,

Ана-ана анижан.

Жазылымдар

Өзіңізге ыңғайлы жазылымды таңдаңыз

1 күн

BASIC

790₸
/күн

5 ЖИ / күн

Жасанды интеллект арқылы презентация, тест құрастыру мүмкіндігі

17 Құралдар / күн

Рефлексия, кері байланыс, таймер, топқа бөлу т.б инстурменттерге доступ

5 Материал / күн

Сайттағы 106мың материалға доступ.Кез-келген файлды жүктеп алу.

15 Ойындар / күн

Жазылым бойынша ойын жасау лимиті.

Тиімді

1 ай

BASIC

9 990₸
/ай

50 ЖИ / ай

Жасанды интеллект арқылы презентация, тест құрастыру мүмкіндігі

22 Құралдар / ай

Рефлексия, кері байланыс, таймер, топқа бөлу т.б инстурменттерге доступ

100 Материал / ай

Сайттағы 106мың материалға доступ.Кез-келген файлды жүктеп алу.

100 Ойындар / ай

Жазылым бойынша ойын жасау лимиті.

Реклама - жарнама

Сабаққа арналған ойындар

Сабағыңызға арналған интерактивті ойындарды жасанды интеллект арқылы құрастырыңыз! Тақырыпты жазсаңыз ойын бірден дайын болады