Атмосфералық жауын-шашын ашық сабағы 6 сынып

Sheber Education24 МаусымҚаралды:68Жүктелді:0

Материалда алтыншы сыныптың география пәніне арналған атмосфералық жауын-шашын тақырыбындағы ашық сабақ қамтылған. Ол мұғалімдерге сабақ барысын ұйымдастырып, оқушылардың табиғи құбылыстар туралы түсінігін кеңейтуге пайдалы.

Алдын ала көру

Сатып алмас бұрын бірнеше бетін көре аласыз. Толық нұсқасы жүктегенде — жазусыз, сызықсыз.

Материалдан үзінді

Физикилиқ география.

Синип: 6 м Күни------------ Бәкитимән----------

Дәрисниң мавзуси: Һавадики су һори. Туман вә булут.

Атмосферилиқ йеғин-йешин.

Дәрисниң мәхсити:

Билимлик: Һавадики су һори қәйәрдин тарилидиғанлиғи, һавадики су һориниң һарарәт билән бағлиши, һавадики нәмликни өлчәш, туман вә булутниң охшашлиғи вә айримчилиғи, пәйда болуши, йеғин-йешинниң пәйда болуши вә униң түрлири һәққидә чүшәндүрүп, оқуғучиларниң билимини тәрәққий әткүзүш.

Тәрәққий әткүзүш: Оқуғучиларниң ойлаш вә издиниш қабилийитини тәрәққий әткүзүш.

Тәрбиәлик: Оқуғучиларниң адәмгәрчилик, экологиялиқ тәрбиә бериш вә сөзләш мәдәнийитини қелиплаштуруш.

Дәрисниң типи: Арилаш дәрис.

Қоллинилған усул: Сөһбәт, чүшәндүрүш, соал-жавап, сүрәтләр

билән ишләш.

Дәрисниң оқутуш қураллири: Интерактивлиқ тақта, дәрислик, соаллар, сүрәтләр.

Дәрисниң өтүлүш йоли: а) Уюштуруш

б) Өй тапшурмиси

в) Йеңи дәрисни оқуп үгүнүш

г) Йеңи дәрисни бәкитиш

д) Өйгә тапшурма

Уюштуруш: Саламлишиш. Дәрискә кәлмигән оқуғучиларни бәлгүләш. Течландуруп дәрискә жәлип етиш.

Өй тапшурмиси: Оқуғучиларни 2 топқа бөлүп, һәр бир топтики

баһаси йоқ оқуғучиларға карточка таритиш.

Карточка №1

Атмосфериниң йәр бетигә йеқин әң төвәнки қәвити?

Озон қәвити дегинимиз немә?

Биз немә үчүн атмосферилиқ бесимни сәзмәймиз?

Карточка №2

Бесим егизликкә бағлиқ қандақ өзгириду?

Деңиз бетидә температура +20 градус 3000м егизликтики температура қандақ болиду?

Шамалниң йөнилишини өлчәйдиған әсвап.

Карточка №3

Температурини өлчәйдиған әсвап һәққидә немә билисән?

Атмосфериниң тәркиви вә қәвәтлири?

Бесимни өлчәйдиған әсвап һәққидә немә билисән?

Карточка №4

Бриз вә муссон шамаллириниң қандақ охшашлиғи вә пәрқи бар?

Амплитуда дегинимиз қандақ мәна бериду?

Әң узақ күн вә әң узақ түн вақитлири қайсу айға вә қайсу числоға тоғра келиду?

Оқуғучиларни 2 топқа бөлүп, соаллар билән ишләш.

1 топ соаллири:

Шамал қандақ пәйда болиду?

Бриз шамили дегинимиз немә?

Суткилиқ оттура температура қандақ өлчиниду?

Температура егизликкә бағлиқ қандақ өзгириду ?

Температуриниң суткилиқ амплитудиси дегинимиз немә?

2 топ соаллири:

Муссон шамили дегинимиз немә?

Шамал нәқиши қандақ ясилиду? Шамалниң әһмийити қандақ?

Оттура жиллиқ температура қандақ өлчиниду?

Атмосферилиқ бесим дегинимиз немә? Бесимни өлчәйдиған әсвап қандақ атилиду?

Айлиқ оттура температура қандақ өлчиниду?

Тест соаллири:

Йәр бетидики һаваниң горизонталь йөнилиштә бир йәрдин иккинчи йәргә алмишиши қандақ атилиду?

а) бесим б) температура в) шамал.

Атмосфера тәркивидики әң көп таралған газ?

а) азот б) кислород в) карбонат гази.

3. Йөнилишини сутка ичидә алмаштуридиған деңиз яқисидин чиқидиған шамал?

а) бриз б) муссон в) боран.

4.Атмосфериниң йәр бетигә йеқин әң төвәнки қәвити?

а) стратосфера б) мезосфера в) тропосфера.

5. Тағ етигидә температура +24 градус 2000м егизликтики температура қандақ болиду?

а) +20 градус б) +12 градус в) +36градус.

Тестниң жаваплирини слайд арқилиқ тәкшүрәш.

Оқуғучиларни жаваплириға қарап топ нәтижисини йәкүнләш. Қайси топ йеңишкә йәткәнлигини ейтиш.

Йеңи дәрисни оқуп үгиниш:

Һавадики су һори қәйәрдин тарилиду?

Күн йәргә чүшкәндә йәр бетидики сулар вә ямғур-йешин сулири һоға айлинип кетиду. Һаваниң тәркивидиму һо һалитидики су бар.

Тәбиәттә су һори тинимсиз айлиништа болиду. Океанлар билән қуруқлуқ бетидин көтирилгән су һолири атмосфериға йейилип тарилиду. Һава еқими уларни башқа йәргә һайдап, елип кетиду. Һо совуған чағда булутқа айлиниду. Униңдин ямғур-йешин түридә йәргә қайтидин чүшиду.

Һавадики су һориниң температура билән бағлиқлиғи.

Һавадики су һориниң мөлчәри һолинидиған бәтниң шараитиға вә температуриға мунасивәтлик. Һавадики су һори океан үстидә мол, қуруқлуқта аз болиду. Шуниң билән температура жуқурилиғансери, һавадики су һориниң мөлчәри ашивериду.

1 куб һава түрлүк температурида болидиған су һориниң мөлчәри:

Температура (С) Су һори(грамм)

Жәдвәлда көрүнүп турғандәк, һава мәлум бир температуриға мувапиқ су һорини тутуп туралайду. Әгәр һаваға шу температурида тутуп туралай-диған су һори жиғилса, уни су һори билән қениққан һава дәйду. Мәсилән, +30 градус температурида һава су һори билән қениқиш үчүн униң 1м кубиға 30 гр су һори жиғилиши керәк, су һориниң мөлчәри 25 граммғила йәтсә, у қениқмиған һава болиду.

Абсолют вә селиштурма нәмлик. Һавадики су һориниң мөлчәри абсолют вә селиштурма нәмлик билән ениқлиниду.

Абсолют нәмлик- 1м куб су һориниң ениқ мөлчәри; у грамм билән һесаплиниду(г/м куб).

Селиштурма нәмлик- 1 м куб һавадики су һориниң ениқ мөлчәриниң шу

температуридики һавани қениқтуридиған су һориниң мөлчәригә мунасивити паиз (%) билән һесаплиниду. Селиштурма нәмлик һаваниң су һори билән қениқиш дәрижисини көрситиду. Мәсилән, 1м куб - 20градус 1 г су һорини тутуп туралайду. Һавадики бар нәм 0,5 г дәйли. Шу чағда селиштурма нәмлик 50 % болиду. Һава су һори билән қениққанда селиштурма нәмлик 100% -қа йетиду.

Су һориниң конденсацияси .Су һолириниң суюқ һаләткә (су тамчилири-ға) өтүши к о н д е н с а ц и я дәп атайду. (латинчә конденсацум- қоюқлиниш)

Һаваниң нәмлигини өлчәш. Һаваниң селиштурма нәмлиги чач гигрометри дәп атилидиған қурал билән өлчиниду ( грекчә гигрос-нәм, метр- өлчәш).

(Интерактивлиқ тахтидин сүритини көрситиш.)

Бу қуралда адәм чечиниң һөл болғанда узириш хусусийити пайдилинилған. Һава қурғақ болса, әксичә, чач қисқирайду.Чачниң узиришиға яки қисқиришиға қарап, униңға уланған циферблатниң бойи билән силжип, селиштурма нәмликниң паиз мөлчәрини көрситиду. Гигрометр йепиқ жалюзилиқ коробкиниң ичигә қоюлиду.

Туман вә булут.

Һаваниң йәр бетигә йеқин қәвитидики су һолири су тамчилириға айланғанда туман чүшиду.

( Интерактивлиқ тахтидин сүрәт көрситиш.)

Язниң ахирида яки күздә һава райи очуқ, булутсиз чағда, һаваниң йәр бетигә йеқин орунлашқан әң төвәнки қәвити кечиси иссиқ чечишниң нәтижисидә салқинлайду. Ундақ әһвалда һаваниң тәркивидики су һолириниң хелиси бәк ушшақ су тамчилириға…

Жазылымдар

Өзіңізге ыңғайлы жазылымды таңдаңыз

1 күн

BASIC

790₸
/күн

5 ЖИ / күн

Жасанды интеллект арқылы презентация, тест құрастыру мүмкіндігі

17 Құралдар / күн

Рефлексия, кері байланыс, таймер, топқа бөлу т.б инстурменттерге доступ

5 Материал / күн

Сайттағы 106мың материалға доступ.Кез-келген файлды жүктеп алу.

15 Ойындар / күн

Жазылым бойынша ойын жасау лимиті.

Тиімді

1 ай

BASIC

9 990₸
/ай

50 ЖИ / ай

Жасанды интеллект арқылы презентация, тест құрастыру мүмкіндігі

22 Құралдар / ай

Рефлексия, кері байланыс, таймер, топқа бөлу т.б инстурменттерге доступ

100 Материал / ай

Сайттағы 106мың материалға доступ.Кез-келген файлды жүктеп алу.

100 Ойындар / ай

Жазылым бойынша ойын жасау лимиті.

Реклама - жарнама

Сабаққа арналған ойындар

Сабағыңызға арналған интерактивті ойындарды жасанды интеллект арқылы құрастырыңыз! Тақырыпты жазсаңыз ойын бірден дайын болады